стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида «қуранға һөрмәт қилиш» программиси өткүзүлди

шиветсийәниң пайтәхти стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида «қуранға һөрмәт қилиш» пирограммиси өткүзүлди.

1937396
стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида «қуранға һөрмәт қилиш» программиси өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийәдә турушлуқ түркийә аммиви тәшкилатлириниң бирләшмә паалийитидә, шиветсийә диний фондиниң диний әмәлдари сәрдар букмә қурани кәримни тилавәт қилип дуа қилди.

сәрдар букмә тилавәт қилған қуран айәтлириниң түркчә вә шиветчә тәрҗимилириму бирликтә оқулди.

түркийәниң стокһолмда турушлуқ баш әлчиси җан тәзәл пирограммида сөз қилип, «21 - йанварда (2023) данийәлик ашқун оңчи сийасәтчи расмус палуданниң стокһолмдики түркийә әлчиханиси алдида қуранни көйдүрүш иғвагәрчиликини башқа милйонлиған, һәтта милйардлиған кишиләргә охшаш бизму әйибләймиз» деди.

пирограммида, қатнашқучиларға қуран кәримниң шиветчә тәрҗимиси вә гүлләр тарқитилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر