пакистан йавропа иттипақидин кәшмиргә «алаһидә әлчи» тәйинлишини тәләп қилди

пакистанниң азад кәшмир райони пирезиденти султан мәһмуд чавдри җамму кәшмир мәсилисини тинч һәл қилиш үчүн йавропа иттипақиниң кәшмиргә «алаһидә әлчи» тәйинлишини тәләп қилди.

1937609
пакистан йавропа иттипақидин кәшмиргә «алаһидә әлчи» тәйинлишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: «радийо пакистан», азад кәшмир райони пирезиденти султан мәһмуд чавдриниң белгийәниң пайтәхти бирйусселдики «хәлқара кәшмир тинчлиқ мунбири» йиғинида, йавропа парламенти, белгийә кеңәш палатаси вә белгийә парламенти әзалириға хитаб қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, чавдри җамму кәшмир мәсилисини тинч һәл қилиш үчүн йавропа иттипақидин кәшмиргә «алаһидә әлчи» тәйинләшни тәләп қилған.

йавропа иттипақиниң җамму кәшмир мәсилисини һәл қилиш вә җәнубий асийаниң тинчлиқ вә бихәтәрликигә капаләтлик қилишта муһим рол ойнайдиғанлиқини оттуриға қойған чавдри, һиндистанниң кәшмирликләргә қаратқан бесиминиң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини кәлтүрүп чиқарғанлиқини тәкитлигән.

чавдри һиндистанниң BBC ниң баш министир нарендра моди тоғрисидики һөҗҗәтлик филимини чәклишиниң «модиниң һәқиқий әпти - бәширисини пүтүн дунйаға намайан қилғанлиқи» ни илгири сүргән.

һиндистан һөкүмити баш министир нарендра моди гуҗарат өлкисиниң баш министири болған мәзгилидә асаслиқи мусулманлар болуп 1000 дин артуқ адәмниң җениға замин болған вәқәләрни тема қилған «һиндистан: моди соали» намлиқ һөҗҗәтлик филимниң биринчи бөлүмигә мунасивәтлик барлиқ иҗтимаий алақә учурлирини мәни қилғаниди.

әнглийә 1947-йили һиндистандин чекинип, чиқидиған вақитта ханлиқ түзүмдә башқурулуватқан кәшмиргә һиндистан йаки пакистанға қошулуп кетиш ихтийарлиқи бериду, нопусиниң %90 и мусулман болған кәшмир хәлқи 1947-йили пакистанға қошулуп кетиш үчүн мәйданини билдүргән болсиму, бирақ әйни дәврдики кәшмир хани һиндистанға қошулуп кетишни қарар қилиду. бу қарарға кәшмир хәлқи қарши чиқиду, шу йили пакистан билән һиндистан кәшмиргә әскәр әвәтип уруш қилиду. 

2019-йили 8-айниң 5-күни һиндистанниң җамму кәшмирниң алаһидә салаһийитини бикар қилип, өлкини мәркизий һөкүмәт қармиқидики икки иттипақ районға айриши, пакистан билән һиндистан оттурисидики җиддийчиликниң күчийип кетишини кәлтүрүп чиқарғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر