филиппиндә һәрбий айропилан чүшүп кетип, икки киши қаз қилди

филиппинниң батан өлкисидә һәрбий мәшиқ айропилани чүшүп кетип, икки киши җенидин айрилди.

1937681
филиппиндә һәрбий айропилан чүшүп кетип, икки киши қаз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: флиппин хәлқ авийатсийә идариси һава армийәсигә тәвә һәрбий мәшиқ айропиланиниң батан өлкисидики шаллиққа чүшүп кәткәнликини елан қилди.

һава армийә байанатчиси полковник марийа консуело кастилло һәрбий айропиланниң пайтәхт маниланиң җәнубида мәшиқ қиливатқанда чүшүп кәткәнликини билдүрди.

сақчи мупәттиши едгардо делос сантос айропилан чүшүп кетиштин илгири контролдин чиқип, тез сүрәт билән чүшүшкә башлиғанлиқини ейтти.

сантос җенидин айрилған икки кишиниң җәситиниң айропилан харабилики астидин чиқирилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر