лавров: украинадики уруш ғәрбниң русийәгә қарши һәқиқий урушиға айланди

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украинада йүз бериватқан ишларниң әмдиликтә адәттики уруш әмәс, бәлки ғәрбниң русийәгә қарши һәқиқий урушиға айланғанлиқини ейтти.

1936880
лавров: украинадики уруш ғәрбниң русийәгә қарши һәқиқий урушиға айланди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров җәнубий африқа ташқи ишлар министири наледи пандор билән көрүшкәндин кейин өткүзүлгән бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

лавров американиң русийә билән һәмкарлишидиған башқа дөләтләргә тәһдит селиватқанлиқини тилға елип, шуниңдәк әнглийәниңму тәһдит вә бесим арқилиқ барлиқ қизил сизиқлардин һалқип кәткәнликини билдүрди вә: «улармиң йиллиқ бүйүк мәдәнийәтләргә вәкиллик қилидиған чоң дөләтләргә тәһдит селип, бу хәлқләрниң миллий ғурурлири барлиқиға сәл қаримақта» деди.

лавров украинада 24-февралдин (2023) буйан давамлишиватқан урушта русийәгә четишлиқ тилдин мәдәнийәткичә барлиқ нәрсиләрни йоқитиш нишан қилиниватқанлиқини тәкитләп: «украинада йүз бериватқан ишлар тоғрисида тохталғинимизда, буниң әмдиликтә адәттики уруш әмәс, бәлки ғәрбниң русийәгә қарши узундин буйан тәййарлиқ қилған һәқиқий урушиға айланғанлиқини сөзләватқан болимиз» деди.  

лавров тинчлиқ орнитиш шоари билән сайланған украинаниң сабиқ пирезиденти петро порошенко вә һазирқи пирезиденти володимир зеленскийниң сайланғандин кейинла урушниң вә русийә дүшмәнликиниң пирезидентлириға айланғанлиқини илгири сүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر