хитайда бир ай ичидә вирус сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 72 миң 596 гә йәтти

хитай кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи мутәхәссилири омумий нопусниң %80 тин көпрәкиниң вирус йуқумланғанлиқини тәхмин қиливатқанлиқлирини билдүрмәктә.

1936349
хитайда бир ай ичидә вирус сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 72 миң 596 гә йәтти
cin hastane.JPG

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда әнәниви қәмәрийә календариға асасән йеңи йил байримини (чаған) тәбрикләш һәптисидила ковид-19 йуқуми сәвәбидин 12 миң 658 хитайниң өлгәнлики билдүрүлди.

хитай кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (CDC) ниң байанатиға асасланғанда, 13-йанвардин 19-йанварғичә (2023) 12 миң 658 киши вирус сәвәбидин өлгән.

хитайда ковид -19 тәдбирлири әмәлдин қалдурулғандин кейин, 2022 - йили 8 - декабирдин 2023 - йили 12 – йанварғичә болған арилиқта 59 миң 938 кишиниң вирус сәвәбидин өлгәнлики билдүрүлди. шундақ қилип, бу қетимқи йуқум долқунида бир ай ичидә җенидин айрилғанлар саниниң 72 миң 596 гә йәткәнлики җәзмләштүрүлгән болди.

хитай кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи йуқумлуқ кесәлликләрбөлүминиң дохтури ву зунйов иҗтимаий алақә тори вейбода елан қилған байанатида: «тәдбирләр бикар қилинғандин кейин, хитайдики 1 милйард 400 милйон нопусниң %80 тин көпрәкиниң йуқумланғанлиқини тәхмин қилмақтимиз» деди.

хитай әнәнисидә қәмәрийә йеңи йилини аилиләр билән биллә өткүзүш муһим дәп қарилиду. йеңи йил байримини өз ичигә алған «баһар байрими» мәзгилидә, милйонлиған киши йуртлирини зийарәт қилиш үчүн дөләт ичидә сәпәр қилиду. хитайниң баһар байрими сәпири «дунйа бойичә әң чоң аммиви көчүш» дәпму атилиду.

хитай қатнаш министирлиқиниң доклатиға асасланғанда, бу йил (2023) 7- йанвардин 15- февралғичә болған 40 күнлүк дәм елиш мәзгилидә сәпәр саниниң 2 милйард 100 милйонға йетиши мөлчәрләнмәктә икән.

бу җәрйанда, хитайдики йуқумлиниш нисбитниң техиму ешиш еһтималлиқи җиддий әндишә пәйда қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر