мичотакис: түркийә – гиретсийә оттурисида уруш йүз бериш еһтималлиқи йоқ

гиретсийә баш министири кириакос мичотакис түркийә билән сақлиниватқан мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини вә икки дөләт оттурисида уруш йүз бериш еһтималлиқи йоқ, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

1935471
мичотакис: түркийә – гиретсийә оттурисида уруш йүз бериш еһтималлиқи йоқ

түркийә авази радийоси хәвири: мичотакис, журналист фарид зәкәриййаниң, «<мес арили> ға мунасивәтлик хәтәрниң бар-йоқлуқи вә түркийә билән уруш йүз берип бәрмәйдиғанлиқи» ға даир соалиға, «биз түркийә билән уруш қилмаймиз» дәп җаваб бәрди.

у, түркийә билән гиретсийә оттурисидики асаслиқ мәсилиниң «әгә деңизи» вә «шәрқий ақдеңиз» ни башқуруш һоқуқи саһәлири икәнликини илгири сүрүп,  мундақ деди: «биз түркийә билән әқиллиқ чоңларға охшаш сөһбәт өткүзүп, асаслиқ мәсилимизни һәл қилалишимиз керәк.»

мичотакис, йеқинда һәм гиретсийә һәм түркийәдә сайлам өткүзүлидиғанлиқини әскәртип, «мениңчә, җиддийчиликләрни азайтиш, ортақ мәнпәәт мәсилилиридә хизмәт ишләш, ихтилаплиримиз көрүлгәндә бирдәклик һасил қилишниң түрлүк чарә - тәдбирлири бар» деди.

у, түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән көп қетим сөһбәтләшкәнликлирини әскәртип мундақ деди: «гәрчә биз наһайити мүшкүл вақитларни баштин кәчүргән болсақму, йәнила җумһур рәис әрдоған билән сақлиниватқан мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепиш қийин әмәс, дәп қараймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر