перуда намайишчилар сақчи понкитиға вә сот бинасиға от қойуп бәрди

перуда пирезидент дина болувартениң истепа беришини вә муддәттин бурун сайлам өткүзүшни тәләп қилған намайишчилар билән сақчилар оттурисида чиққан тоқунушларда җенидин айрилғанларниң 53 кә чиқти.

1935034
перуда намайишчилар сақчи понкитиға вә сот бинасиға от қойуп бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: перуниң карабайа иштатиға қарашлиқ макусани райониниң дохтури ван фернандез намайишларда йүз бәргән һәр хил зораванлиқларда икки кишиниң җенидин айрилғанлиқини, бир кишиниң йариланғанлиқини билдүрди.

мәзкур вәқә йүз бәргәндин кейин, намайишчилар сақчи понкитиға вә сот мәһкимисиниң бинасиға от қойуп бәрди.

макусани сақчилири от қойуп берилгән сақчи понкитидин сақчиларниң тик учар билән айрилишқа мәҗбур болғанлиқини қәйт қилди.

перуда һөкүмәткә қарши давамлишиватқан намайишларда 11-декабирдин (2022) буйан җенидин айрилғанларниң сани 53 кә чиқти, йариланғанлар сани 700 дин ашти.

әскәртилишичә, намайишларда җенидин айрилған 53 кишидин әң аз дегәндә 42 киши хәвпсизлик күчлириниң бивастә бастуруши сәвәбидин җенидин айрилған.

перу пирезиденти дина болуварте 10-йанвар (2023) намайишчиларни йәнә бир қетим дийалогқа чақирип, намайишларниң ахирлишишини тәләп қилған иди.

перудики намайишлар сабиқ пирезидент педро кастиллониң 7-декабир (2022) конгрә тәрипидин һоқуқидин елип ташлиниши билән партлиған иди.

педро кастилло конгрә тәрипидин «әхлақий җәһәттин йетәрсизлик» билән әйиблинип, һоқуқидин қалдурулған иди. буниңға, «һоқуқидин қалаймиқан пайдилиниш», «дөләт һоқуқиниң ишлишигә тосқунлуқ қилиш» вә «асасий қанунға хилаплиқ қилишқа урунуш» дәлил қилип көрситилгән иди.

педро кастилло конгрәни тарқитиветишни вә дөләттә җиддий һаләт һөкүмити қурушни қарар қилғандин кейин, қолға елинған иди. униң муавини дина болварте пирезидентлиққа тәйинләнгән иди.

перу алий соти педро кастиллони 18 айлиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған вә буниңға қилинған наразилиқ әрзини рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر