нигерийәдә боко һарам нишан қилинған һәрбий һәрикәттә 40 киши өлтүрүлди

нигерийәдә террорлуқ тәшкилати боко һарам нишан қилинған һәрбий һәрикәт давамида, тәшкилатниң йуқири дәриҗилик икки мәсулиниму өз ичигә алған 40 киши өлтүрүлди.

1933830
нигерийәдә боко һарам нишан қилинған һәрбий һәрикәттә 40 киши өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, дөләтниң нигер өлкисидә террорлуқ тәшкилати боко һарам әзалириға қарши һәрбий һәрикәт елип берилған.

бу җәрйанда,  тәшкилатниң «тутуш буйруқи чиқирилғанлар тизимлики» дики әбу убәйдә вә маллам йүсүф абба исимлик  йуқири дәриҗилик икки мәсулиниму өз ичигә алған кәм дегәндә 40 киши өлтүрүлгән.

игилинишичә, 2000 – йилларниң башлиридин буйан террорлуқ паалийәтлирини елип бериватқан боко һарамниң 2009 – йилдин буйанқи террорлуқ һуҗумлирида, 20 миңдин артуқ киши җенидин айрилған.

террорлуқ тәшкилати боко һарам 2015 – йилдин буйан нигерийәниң қошнилири камерон, чад вә нигерғиму көп қетим һуҗум қилған. тәшкилатниң «‹ чад көли› ойманлиқи» да елип барған һуҗумлирида, кәм дегәндә 2 миң киши қаза қилған.

нигерийәдә террорлуқ һуҗумлири вә тоқунушлар сәвәбидин йүз миңларчә киши өй – маканлирини тәрк етип, башқа җайларға көчүп кетишкә мәҗбур болған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر