б д т баш катипи русийәниң башқурулидиған бомба һуҗумини әйиблиди

б д т баш катипи антонийо гутеррес русийә армийәсиниң украинаниң днипро шәһиригә қилған башқурулидиған бомба һуҗумини қаттиқ әйиблиди.

1933775
б д т баш катипи русийәниң башқурулидиған бомба һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанатчиси стефан чемблей (Stephanie Tremblay) гутерресниң әң аз дегәндә 40 киши җенидин айрилған вә нурғун киши йариланған, онларчә киши йоқап кәткән русийәниң башқурулидиған бомба һуҗумини қаттиқ әйиблигәнликини билдүрди.

у: «баш катип пуқраларға вә пуқраларниң туралғулириға қаритилған һуҗумниң хәлқаралиқ қанунға хилап икәнликини тәкитлиди» деди.

у баш катипниң русийәниң бундақ һуҗумларни дәрһал ахирлаштуруши керәкликини билдүрүп, днипро һуҗумида җенидин айрилғанларниң аилилиригә матәм билдүрүп, йариланғанларға шипалиқ тилигәнликини қәйт қилди.

русийә армийәсиниң 14-йанвардики (2023) башқурулидиған бомба һуҗумида, днипродики тоққуз қәвәтлик бир бинада кичик балиларни өз ичигә алған 40 пуқра җенидин айрилған, 75 киши йариланған иди. һуҗумдин кейин, днипрода үч күнлүк матәм елан қилинған иди.

русийә кремил сарийи байанатчиси дмитрий песков түнүгүн (16-йанвар) байанат елан қилип, днипродики башқурулидиған бомба һуҗуми үстидә тохтилип: «русийә армийәси аһалиләр райониға йаки иҗтимаий паалийәт биналириға һуҗум қилмайду. украина даирилириниң тирагедийәгә һава қалқан системилириниң сәвәб болуватқанлиқи тоғрисидики сөзлирини силәрму аңлидиңлар» дегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر