йәмәндә хусийлар оман вәкилләр өмики билән музакирләрни давамлаштурмақта

йәмәндә иранниң қоллиши астидики хусийлар оман вәкилләр өмики билән музакирәләрни масқатта давамлаштуридиғанлиқлирини билдүрди.

1933169
йәмәндә хусийлар оман вәкилләр өмики билән музакирләрни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: йәмәндә һакимийәтни алқиниға киргүзүвалған иранниң қоллиши астидики хусийлар, уруш тохтитиш келишимини йеңилаш үчүн пайтәхт мәсқатта зийарәттә болуватқан оман вәкилләр өмики билән иҗабий вә әстайидил музакирәләрдә болғанлиқлирини елан қилди.

хусийларниң музакирә гурупписиниң башлиқи вә байанатчиси муһәммәд абдуссаламниң бу һәқтики байанатлири, хусийларға тәвә «әл-мисира» телевизийәсидә тарқитилди.

абдуссалам оман вәкилләр өмики билән йәмәнни муқимлиққа игә қилидиған, әтраплиқ вә адил тинчлиққа асас йаритидиған, һуҗум вә қоршавни әмәлдин қалдуридиған инсанпәрвәрлик орунлаштурушлар һәққидә сәмимий һәмдә иҗабий музакирәләрдә болғанлиқлирини билдүрди.

абдуссалам хусийлар һәйитиниң оман вәкилләр өмики билән мәсқатқа барғанлиқини билдүрүп, музакирәләрниң шу йәрдә давам қилидиғанлиқини ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر