непалда түнүгүн чүшүп кәткән айропиланниң қара қутиси тепилди

непалда чүшүп кәткән айропиланниң тепилған қара қутиси вә авазлиқ хатирилигүчниң бузулмиған һаләттә икәнлики билдүрүлди.

1933120
непалда түнүгүн чүшүп кәткән айропиланниң қара қутиси тепилди

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар мәсуллар 4 хадим 72 йолучини елип учқан қош мотурлуқ «ATR 72» типлиқ айропиланиниң қара қутиси вә айропилан кабинисидики авазлиқ хатирилигүчниң бузулмиған һаләттә икәнликини билдүрди.   

начар һаварайи сәвәбидин чүшүп кәткән айропиландин һазирғичә 68 кишиниң җәсити тепилди.

похара сақчилири йәкшәнбә күни қараңғу чүшүши билән вақтинчә тохтатқан издәш-қутқузуш хизмәтлирини қайтидин башлиғанлиқини елан қилди.

пайтәхт катмандудин похараға учуш җәрйанида чүшүп кәткән айропиланда 57 непаллиқ, бәш һиндистанлиқ, төт русийәлик, икки җәнубий корейәлик, бир аргентиналиқ, бир иреландийәлик, бир австиралийәлик вә бир фирансийәлик сайаһәтчиниң барлиқи билдүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر