русийә қисимлири баб наһийәсигә орунлишишқа башлиди

русийә қисимлири сүрийәниң шималидики террорлуқтин тазиланған баб наһийә мәркизиниң җәнубида бәшшар әсәд күчлириниң контроллуқидики районда орунлишишқа башлиди.

1932554
русийә қисимлири баб наһийәсигә орунлишишқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә һәрбий қисимлири сүрийә өктичилириниң контроллуқидики баб наһийәсиниң җәнубиға җайлашқан әбу җәббар йезиси әтрапида 11-йанвардин (2023) тартип орунлишишқа башлиди.

бәшшар әсәд һакимийити күчлириниң контроллуқидики әбу җаббар йезиси баб наһийәси җайлашқан алдинқи сәпкә бәш километир келиду.

баб наһийәси түркийә әмәлгә ашурған фират қалқини һәрбий һәрикити билән 2017-йили февралда террорлуқ тәшкилати даештин тазиланған иди.

сүрийә вәзийитигә 2015-йили 30-сентәбир қол тиққан русийә, бәшшар әсәд һакимийитини қоллап кәлмәктә.

бәшшар әсәд һакимийитиниң контроллуқидики районларда мәвҗут болуп туруватқан русийәниң, һасәкә, раққә вилайәтлири, һәләбниң мунбич, тел рифат вә кобани наһийәлиридә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г| п к к террористлириниң ишғали астидики җайлардиму нурғун һәрбий базилири вә һәрбий нуқтилири бар.

русийәниң сүрийәниң ғәрбидики лазқийә вилайитидә һимәймим һава армийә базиси бар, әмма тартус вилайитидә һазирчә һәрбий базиси йоқ.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر