җәнубий корейә тунҗи қетим йадро қорали һәққидә сигнал бәрди

җәнубий корейә һөкүмити «йадро қораллириға игә болидиғанлиқи» тоғрулуқ тунҗи қетим сигнал бәрди.

1932313
җәнубий корейә тунҗи қетим йадро қорали һәққидә сигнал бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий корейә пирезиденти йон сук йеол, пайтәхт сеулда җәнубий корейә ташқи ишлар министирлиқи вә дөләт мудапиә министирлиқи даирилири билән бир йәргә җәм болди.

йон сук йеол, бу йәрдә бәргән байанатида, җәнубий корейәниң тунҗи қетим «йадро қораллириға игә болидиғанлиқи» ни вә йадро қораллирини тәрәққий қилдурушта илғар технологийәдин пайдилинидиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «шималий корейәниң йадро тәһдитлири көпийип кәткән тәқдирдә, өзимизниң йадро қораллиримизға игә болушимиз мумкин. бу нишанға йетиш үчүн анчә узун вақитму кәтмәйду.»

шималий корейә, 2022 – йили районда уда 37 қетим башқурулидиған бомба синиқисиқини елип барғаниди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر