фирансийә украинаға йеник типлиқ танкиларни әвәтиду

фирансийә алдимиздики икки ай ичидә украинаға AMX 10-RC марка йеник типлиқ танкиларни әвәтиду.

1932502
фирансийә украинаға йеник типлиқ танкиларни әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, министир себастийен лекорну билән украина мудапиә министири олексий резникофниң түнүгүн телефон сөһбити өткүзгәнликини уқтурди.

байанатта, лекорнуниң сөһбәт җәрйанида, дөлитиниң украинаниң «русийәниң таҗавузчилиқиға қарши» урушини қәтий қоллайдиғанлиқини вә русийәниң украинаниң пуқралар ул- әслиһәлирини зәрбә бериш обйекти қилған бомба һуҗумлирини әйибләйдиғанлиқини билдүргәнликигә ишарәт қилинди.

байанатта йәнә, икки министирниң фирансийәниң украинаға қилған һәрбий йардими тоғрисида сөзләшкәнлики вә фирансийәниң алдимиздики икки ай ичидә AMX 10-RC марка йеник типлиқ уруш танкилирини украинаға әвәтишиниң қарар қилинғанлиқи оттуриға қойулди.

икки дөләт мудапиә министирлири йәнә, мәзкур танкиларни ишлитәлиши үчүн украина әскәрлирини тездин мәшиқ қилдуруш тоғрисидиму бирдәклик һасил қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر