американиң биринчи ханиминиң оператсийәси мувәппәқийәтлик болған

америка пирезиденти җо байдинниң рәпиқиси җил байдинниң бәдинидики рак хәвипи бар җараһәтләрниң байқалғанлиқи вә бу җараһәтләрниң оператсийә қилинип елинғанлиқи билдүрүлди.

1931872
американиң биринчи ханиминиң оператсийәси мувәппәқийәтлик болған

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай елан қилған байанатида, 71 йашлиқ җил байдин терә ракини қәрәллик тәкшүртүшкә баридиған волтер ред дөләтлик давалаш мәркизидә (Walter Reed),  униң оң көзи вә көкрәк қисмида ракқа айлиниш еһтимали болған җараһәтләрниң байқалғанлиқини қәйт қилди.

байанатта, җил байдинниң җараһәтни йоқитиш үчүн оператсийә қилинғанлиқи вә оператсийәниң мувәппәқийәтлик болғанлиқи әскәртилди.

9 саәтлик оператсийәдин кейин ақсарайға қайтип кәлгән җил байдинниң кәйпийатиниң йахши икәнлики, пирезидент җо байдинниң дохтурханида униңға һәмраһ болғанлиқи билдүрүлди.

ақсарай дохтури кевин оконнор (Kevin O'Connor) доклатида, җил байдинниң бәдинидики җараһәтләрниң көп учрайдиған терә ракиға охшайдиғанлиқини көрсәтти.

дохтур кевин оконнор җил байдинниң сол көзи қапиқидики үчинчи җараһәтниңму елинип, тәкшүрүшкә әвәтилгәнликини байан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر