токйо хитайниң йапонийә пуқралириға виза беришни тохтитишиға наразилиқ билдүрди

йапонийә һөкүмити хитайниң йапонийә пуқралириға виза беришни вақтинчә тохтитишиға наразлиқ билдүрүп, қарарни қайтурувелишини тәләп қилди.

1931662
токйо хитайниң йапонийә пуқралириға виза беришни тохтитишиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: һәптә ахирида хитайниң ковид-19 йуқуминиң алдини елиш тәдбирлирини бикар қилип, чегралирини ечиветишидин кейин, йапонийә һөкүмити  дөләт тәвәликигә киридиған хитай пуқралириниң йуқум тәкшүрүшидин өтүшини шәрт қилди. бейҗиң токйониң бу сийаситигә наразилиқ билдүрүп, йапонийә пуқралириниң виза рәсмийәтлирини вақтинчә тохтатти.

йапонийә кабинетиниң баш катипи матсоно хироказу, хитайниң виза беришни тохтитиш қарарини «ковид -19 тәдбирлиридин һалқиған сәвәбләр» түпәйли чиқарғанлиқини илгири сүрди.

у «бир тәрәплимә вә интайин әпсуслинарлиқ» виза беришни тохтитиш қарариға наразилиқ билдүргәнликлирини әскәртип, хитайни мәзкур қарарини қайтурувелишқа чақирди.

токйо һөкүмитиниң хитай пуқралирини мәҗбурий йуқум тәкшүрүшидин өткүзүш сийаситини ақлиған матсоно, бу тәдбирниң вирустин йуқумланғучиларниң йапонийәгә бирдинла еқип киришиниң алдини елишни мәқсәт қилидиғанлиқини билдүрди.

хитай 8-йанвар(2023) ковид-19 йуқуми оттуриға чиққандин кейин йолға қойған чегра контрол тәдбирлирини бикар қилип, дунйаға ишиклирини ечивәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر