шаһзадә һарри : акам кесәл болуп қалса, әзайимни тәқдим қилиш үчүн туғулдум

әнглийә хан җәмәтидики вәзиписини ташлап дөлитидин айрилған шаһзадә харри акиси кесәл болуп қалса, әза тәқдим қилиш үчүн туғулғанлиқини илгири сүрди.

1931334
шаһзадә һарри : акам кесәл болуп қалса, әзайимни тәқдим қилиш үчүн туғулдум

түркийә авази радийоси хәвири: шаһзадә харри америкада олтурақлашқандин буйан айали меган маркле билән бәргән байанатлири күнтәртиптин орун елип кәлмәктә. бу қетим униң «Spare» <запас> намлиқ әслимә китаби зор инкас қозғиди.

харри китабида, өзиниң йашаш мәқситниң тәхтниң биринчи вариси болған акиси шаһзадә вилйамниң кесәл болуп қелиш еһтималлиқи икәнликини тәкитләп, акисиға еһтийаҗ болғанда өзиниң әзасини тәқдим қилиш үчүн туғулғанлиқини илгири сүрди. һәтта буни кичикидинла билидиғанлиқини ейтти.  

шаһзадә харри аилисидикиләрниңму вилйамниң һәқиқий варис вә өзиниң болса, запас икәнликини очуқ-ашкара тилға елишидиғанлиқини йазди һәмдә буни дадиси падишаһ чарлездинму аңлиғанлиқини байан қилди.

әнглийә хәлқи китабтики күнтәртипкә кәлгән бу әйибләшләргә назарилиқ билдүрмәктә. букиңхам сарийи болса, техичә сүкүт қилишни давамлаштурмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر