белгийәдә түрмә хадимлири бир күнлүк иш ташлаш намайиши өткүзди

белгийәдә түрмә хадимлири иш һәққи вә хизмәт шараитиниң йахшилинишини тәләп қилип, бир күнлүк иш ташлаш намайиши өткүзди.

1931342
белгийәдә түрмә хадимлири бир күнлүк иш ташлаш намайиши өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийәидә түрмиләрдә ишләйдиған түрмә муһапизәтчилириниң орниға, сақчилар вақитлиқ вәзипигә тәйинләнди.

белгийә даирилири иш ташлаш сәвәбидин түрмиләрниң хизмитидә қалаймиқанчилиқларниң болидиғанлиқини, иҗтимаий паалийәтләр, мәшиқләр, сехлар вә зийарәтләрниң әмәлдин қалдурулғанлиқини елан қилинди.

ишчилар уйушмиси мааш нисбитини қайта бәлгиләшни вә хизмәтчиләргә берилгән 13 - маашини толуқ тапшурушни тәләп қилмақта.

белгийә аммиви мулазимәт министирлиқиниң муавин министири петра де суттер иш ташлашниң немә үчүн йүз бәргәнликини чүшинидиғанлиқини ейтти.

де суттер йеқинқи 15 йилда маашларниң өстүрүлгәнликини, әмма дөләт органлирида алаһидә ешиш болмиғанлиқини етирап қилип: «мән ишчилар уйушмисиниң қиливатқан хизмитиниң муһимлиқиға қарита йоллиған сигналини чүшинәләймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر