калифорнийәдә «боран – чапқун» апитидә14 адәм қаза қилди

америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида йүз бәргән қара йамғур вә «боран – чапқун» апәтлиридә 14 адәм қаза қилди.

1930636
калифорнийәдә «боран – чапқун» апитидә14 адәм қаза қилди
kaliforniya firtina.jpg
kaliforniya firtina1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: алақидар тармақларниң билдүрүшичә, америка қошма иштатлириниң калифорнийә иштатида йүз бәргән қара йамғур вә «боран – чапқун» апәтлиридә 14 адәм қаза қилған. апәттин кейин, бәзи районларни тарқақлаштуруш тоғрулуқ қарар вә апәт районлириға бармаслиқ һәққидә агаһландуруш чиқирилған, һәмдә санта барбара районида аһалиләрни тарқақлаштуруш мәркизи қурулған.

америка қошма иштатлири дөләтлик һаварайи идарисиниң билдүрүшичә, болупму калифорнийә иштатиниң җәнубида шиддәтлик «боран – чапқун» ва қара йамғур апәтлириниң давамлишиш еһтималлиқи йуқири икән.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, 8 – йанвар күни, калифорнийә иштатида йүз бәргән қара йамғур вә «боран – чапқун» апәтлири сәвәбидин «җиддий һаләт» елан қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر