америка сүрийәдики базилириға йеңи бир түркүм қоралларни сәплиди

америка һасәкә вилайитидики база вә һәрбий орунлириға 100 гә йеқин аптомобил билән һәрбий вә арқа сәп лазимәтликлири әвәтти.

1930132
америка сүрийәдики базилириға йеңи бир түркүм қоралларни сәплиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси йеқинқи үч күн ичидә сүрийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г контроллуқидики һасәкә вилайитигә җайлашқан база вә һәрбий орунлириға ирақ чеграси арқилиқ 100 гә йеқин аптомобил билән һәрбий вә арқа сәп лазимәтликлири әвәтти.

йәрлик мәнбәләрниң билдүрүшичә, америка армийәсиниң мәзкур лазимәтликлири 6-вә 8-йанвар күнлири ирақ-сүрийә оттурисидики әлвәлид чегра еғизи арқилиқ һасакәгә йәткүзүлгән.

һасәкә вилайитиниң п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң контроллуқидики румәйлан, шәддани вә тәлбәйдәр қатарлиқ аһалиләр районлириға җайлашқан америка базилири вә һәрбий орунлириға 100 гә йеқин аптомобил билән әвәтилгән лазимәтликләр ичидә бироневик һәрбий машинилар, йеқилғу баклири вә нурғун оқ-дора қатарлиқларниң барлиқи билдүрүлди.

америка, 2019 – йили өктәбирдә түркийә армийәсиниң тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикитини башлиниши билән, һәрикәт районидики базилирини бикарлап, нефитликләрниң әтрапиға орунлишишни алдинқи орунға қойғаниди.

п к к / й п г террорлуқ тәшкилатини қоллашни давамлаштуруватқан америка армийәсиниң сүрийәниң һасәкә, раққә вә дәйруззур қатарлиқ қатарлиқ вилайәтлиридики тәшкилат ишғалидики районлирида нурғун база вә һәрбий орунлири бар.

вашингтон, п к к / й п г террорчилириниң ишғали астидики нефитликләргә җайлашқан һәрбий база вә орунлириға тохтимай арқа сәп материйаллирини әвәтип кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر