шиветсйә түркийәниң һәммә тәләплирини орунлийалмайду

шиветсийә баш министири улф кристершон (Ulf Kristersson) дөлитиниң натоға әза болуши үчүн түркийәниң барлиқ тәләплирини орунлийалмайдиғанлиқлирини ейтти.

1929621
шиветсйә түркийәниң һәммә тәләплирини орунлийалмайду

түркийә авази радийоси хәвири: шиветсийә баш министири улф кристершон бир тәтқиқат иниститути тәрипидин өткүзүлгән илмий муһакимә йиғинидин кейин байанат елан қилип, түркийәниң шиветсийәниң натоға әза болуши үчүн өзлиридин берәлмәйдиған шәйийләрни тәләп қилғанлиқини билдүрди.

у шиветсийәниң натоға әза болуши түркийәниң қолида икәнликидин бешарәт берип: «түркийә ийун ейида (2022) испанийәдә өткүзүлгән нато рәһбәрләр йиғинида имзаланған үч тәрәп келишими рамкисида әмәлгә ашурған ишлиримизни тәстиқлайду.бирақ, қилмайдиған вә қилалмайдиған ишларниму тәләп қиливатиду. түркийәниң тәләплириниң һәммисини орунлийалмаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر