йавропа иттипақи: русийә уруш тохтитишни елан қилиш арқилиқ пиланиға йәтмәкчи болуватиду

йавропа иттипақи русийәниң ортодокс рождества байрими сәвәбидин вақитлиқ уруш тохтитидиғанлиқини елан қилиш арқилиқ украинадики урушта вақитни арқиға сурүшни пиланлаватқанлиқини билдүрди.

1929268
йавропа иттипақи: русийә уруш тохтитишни елан қилиш арқилиқ пиланиға йәтмәкчи болуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җозеф борел, украина ташқи ишлар министири дмитро кулеба билән телефонда көрүшти.

борелниң ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүлүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, урушниң алдинқи сепидики вәзийәт, 23 – йанвар күни өткүзүлидиған вә кулеба видео конферанс васитиси арқилиқ иштирак қилидиған йавропа иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғини, һәмдә 3 – феврал күни чақирилидиған йавропа иттипақи – украина башлиқлар йиғини тәййарлиқ хизмәтлири  һәққидә музакирә елип берилған.

русийәниң йеқинқи һәптиләрдики һуҗумлириниң өзи елан қилған уруш тохтитиш келишимигә хилап икәнлики әскәртилгән байанатта, тинчлиқ орнитишниң бирдинбир йолиниң, русийә қисимлириниң украинадин чекинип чиқиш кетиши икәнлики қәйт қилинған.

байанатта тәкитлинишичә, борел кулебаға, йавропа иттипақиниң украинани сийасий, һәрбий, иқтисадий вә инсаний җәһәттин қоллашни давамлаштуруш ирадисиниң қәтийликини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر