исраилийә дәмәшиққа һавадин һуҗум қилди

сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийити исраилийәниң дәмәшиқ айродоромиға қилған һава һуҗумида икки нәпәр һакимийәт әскириниң қаза қилғанлиқини елан қилди.

1926392
исраилийә дәмәшиққа һавадин һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әсәд һакимийити рәсмий хәвәр агентлиқи «SANA» ниң һәрбийләрни мәнбә қилған хәвиригә қариғанда, исраилийә шу йәрниң вақти кәч саәт 02:00 әтрапида дәмәшиқ айродоромиға һавадин һуҗум қилған. һуҗумда икки нәпәр һакимийәт әскириниң қаза қилғанлиқи, айродоромниң хизмәттин тохтиғанлиқи уқтурулған.

пайтәхт дәмәшиқ вә әтрапидики йезиларда әсәд һакимийити армийәсидин башқа йәнә, иран инқилабни муһапизәт қилиш армийәсиниң қоманданлиқидики террорлуқ гуруппилири вә болупму ливанниң һизбуллаһ тәшкилати унсурлириниң мәвҗутлуқи мәлум.

әсәд һакимийити 2022 - йили 20 – декабирдиму исраилийә армийәсиниң дәмәшиққә һуҗум қилғанлиқини илгири сүргән иди.

исраилийә әмәлдарлири болса, омумән сүрийәгә қилинған һуҗумлар һәққидә тохтилиштин өзини қачуруп кәлмәктә.

сүрийәдә  2011 – йили ички уруш башланғандин буйан исраилийә иранниң қоллиши астидики гуруппиларға вә әсәд һакимийитигә тәвә һәрбий нуқтиларға пат-пат һуҗум қилип кәлмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر