б д т араканлиқ мусулманларни қоғдаш тоғрулуқ чақириқта болди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари волкер түрк 2022 – йили 2 миңдин артуқ роһиңйа мусулманлириниң баңладеш вә бирмани тәрк әткәнликини билдүрди.

1926008
б д т араканлиқ мусулманларни қоғдаш тоғрулуқ чақириқта болди

түркийә авази радийоси хәвири: волкер түрк, 200 дин артуқ кишиниң бу йолда қаза қилғанлиқини әскәртип, райондики дөләтләрни роһиңйа мусулманлирини қоғдаш үчүн маслаштуруш миханизми орнитишқа чақирди.

у, бирмағиму чақириқта болуп, роһиңйа мусулманлириниң толуқ вә баравәрлик һәқ – һоқуқларға игә пуқралар сүпитидә, шан – шәрәплири вә кишилик һоқуқлириға һөрмәт қилиниши, һәмдә өз ихтийарлиқи билән қайтиши үчүн җиддий һәл қилиш чариси тепилиш керәкликини тәкитлиди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиға асасланғанда, 2017-йили 8-айдин кейин, аракандики милләтчи буддистларниң бесими вә зулум - ситәмлиридин қечип, баңладештин панаһлиқ тилигәнләрниң сани 900 миңдин ешип кәткән.

игилинишичә, бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, роһиңйалиқ мусулманларға қаритилған зораванлиқни «етник тазилаш» йаки «ирқий қирғинчилиқ» дәп атайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر