йавропа иттипақи хитайдин кәлгәнләрдин  тәкшүртүшни тәләп қилмайду

йавропа иттипақи хитайдин кәлгәнләрдин «ковид – 19» йуқуми тәкшүртүшини мәҗбур қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1925561
йавропа иттипақи хитайдин кәлгәнләрдин  тәкшүртүшни тәләп қилмайду

түркийә авази радийоси хәвири: хитайда «ковид – 19» вируси билән йуқумланғаучилар саниниң көпийип кетиши сәвәблик, америка қошма иштатлири, йапонийә вә һиндистан қатарлиқ бир қисим дөләтләрниң, хитайдин кәлгәнләргә «ковид – 19» йуқуми тәкшүртүшини мәҗбур қилишидин кейин, йавропа иттипақи дөләтлириниң сәһийә даирилири бир йәргә җәм болуп, бу мәсилә һәққидә музакирә елип барди.

йиғинда, йавропа иттипақи дөләтлириниң сайаһәт бәлгилимилири мәсилисидә ортақ позитсийә тутуши үчүн давамлиқ музакирә елип бериши тоғрулуқ қарар чиқирилди.

йавропа иттипақиниң сәһийә органлириниң бири болған йавропа кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш мәркизи (ECDC) му хитайдики «ковид – 19» вирусиниң « Omicron BF.7» варийантиниң йавропадиму тарқалғанлиқини билдүрди. шундақла, йавропада һәм «ковид – 19» вируси тарихи һәм ваксина әмләш паалийәтлири арқилиқ иммунитет күчиниң йуқири икәнликини оттуриға қойди. шуңа, хитайдики  йуқумланғучилар саниниң көпийип кетишиниң йавропаға көп тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини әскәртип, хитайдин кәлгәнләрдин «ковид – 19» йуқуми тәкшүртүшини тәләп қилишниң һаҗити йоқ, дәп қариди.

йавропа иттипақи дөләтлиридин италийә, хитайдин кәлгән йолучилардин «ковид – 19» йуқуми тәкшүртүшини мәҗбур қилған, йавропа иттипақи миқйасидиму шундақ қарар чиқирилишини тәләп қилғаниди.

йавропада «ковид – 19» вируси билән йуқумланғучилар санида азийиш көрүлүшкә башлишидин кейин, барлиқ сайаһәт чәклимилири бикар қилинғаниди. йавропа иттипақи кеңишиму 13 – декабир(2022)  күни әза дөләтләргә «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин йолға қойулуватқан сайаһәт чәклимилирини пүтүнләй әмәлдин қалдурулушини тәвсийә қилған, һәмдә зөрүр тепилғанда «җиддий тәдбирләр» ниң йолға қойулидиғанлиқини билдүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر