кличко: кийевда бир қатар партлашлар йүз бәрди

украинаниң пайтәхти кийевниң шәһәр башлиқи витали кличко, иҗтимаий таратқу суписи — телеграммидики адресида учур һәмбәһриләп, пайтәхтниң бир қанчә йеридә партлаш йүз бәргәнликини билдүрди.

1925330
кличко: кийевда бир қатар партлашлар йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: украина пайтәхти кийевниң шәһәр башлиқи витали кличко учурида хәлқни агаһландуруп: «кийевда ток тохтап кетиши мумкин. телефон вә башқа үскүниләргә ток қачиливелиңлар, суни запасливелиңлар» деди.

кийев асминида украина һава мудапиә системисиниң мәшғулат башлиғанлиқи билдүрүлди.

йәнә бир тәрәптин, украина һава армийәси байанат елан қилип, русийә қисимлириниң пайтәхт кийевға учқучисиз һава аппаратлири вә башқурулидиған бомбилар билән һуҗум қилғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر