зелениский: украина армийәсини алдимиздики йилға тәййар һаләткә кәлтүрүватимиз

украина пирезиденти володимир зеленский 24-феврал (2022) башланған русийә -украина урушиниң давам қиливатқанлиқини тилға елип, дөләтниң армийәни келәр йилиға тәййар һаләткә кәлтүрүшни давамлаштуруватқанлиқини әскәртти.

1924587
зелениский: украина армийәсини алдимиздики йилға тәййар һаләткә кәлтүрүватимиз

түркийә авази радийоси хәвири: украина пирезиденти володимир зеленский түнүгүн кечә (27-декабир) телеграмма суписи арқилиқ хәлққә син көрүнүшлүк хитаб қилип, дөлитиниң русийәгә қарши давамлаштуруватқан уруши һәққидә мәлумат бәрди؛ у, өзиниң мудапиә вә бихәтәрлик қисимлириниң вәкиллири билән көрүшүп, алдинқи сәптики әң йеңи әһвалларни музакирә қилғанлиқини билдүрди.

учришишта, армийәниң келәр йиллиқ тәййарлиқ хизмәтлириниң музакирә қилинғанлиқини билдүргән зеленский: «биз украинаниң мудапиә вә бихәтәрлик қисимлирини келәр йилға тәййар һаләткә кәлтүрүшни давамлаштуруватимиз. бу һәл қилғуч бир йил болуши керәк» деди.

зеленский украина армийәсиниң барлиқ пәсилләргә тәййар туруши керәкликини тәкитләп: «биз қиштики хәвпләрниң немиләр икәнликини, әтийазда немиләрни қилишимиз керәкликини, қисқиси пүткүл мудапиә вә бихәтәрлик тармақлири немә қилишимиз керәкликини билимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

өзлириниң мәқситиниң украинаниң барлиқ земинлирини азад қилиш икәнликини тилға алған зеленский, 2023 – йилиға бу ишәнч билән киридиғанлиқлирини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر