австирийәдә қар астида қалған кишиләр қутқузувелинди

австирийәдә алп теғидики леч|зуерс қар тийилиш мәйданида қар астида қалған 10 киши қутқузувелинди.

1923620
австирийәдә қар астида қалған кишиләр қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: австирийәдә алп теғиға җайлашқан даңлиқ қар тийилиш мәркизидә, түнүгүн (25-декабир) шу йәр вақти 15.00 тә йүз бәргән қар көчкүнидә 10 киши қар астида қалған иди.

австирийә сақчилириниң мәлуматида, нурғун тик учар, апшаркилар вә қутқузуш хадимлири қар астида қалғанларни қутқузуш үчүн һәрикәткә өткәнлики, нәтиҗидә уларниң қутқузувелинғанлиқи қәйт қилинди.

қар тийилиш мәйданиға қарниң 2 миң 700 метир егизликтә чүшкәнлики әскәртилгән мәлуматта: «қарниң астида буниңдин көп киши бар дәп ойлимаймиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر