тайландта чөкүп кәткән һәрбий  парахотта  қаза қилғанларниң сани 18 гә йәтти

тайландта 19 – декабирдики боран-чапқунда өрүлүп чүшкән деңиз армийәси парахоти хадимлиридин йоқап кәткән 11 киши һазирғичә тепилмиди вә қаза қилғанларниң сани 18 гә йәтти.

1923813
тайландта чөкүп кәткән һәрбий  парахотта  қаза қилғанларниң сани 18 гә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: тайланд хан җәмәти деңиз армийәсиниң байанатида, парахоттики 105 хадимдин 76 нәпириниң қутулуп қалғанлиқи билдүрүлди.

байанатта: «18 киши қаза қилди, әмма улардин  сәккиз кишиниң кимлики ениқлиналмиди. йоқап кәткән  11 кишидин бүгүнгичә һечқандақ хәвәр йоқ» дейилди.

«HTMAS» сухотай намлиқ  деңиз армийә парахоти прачуап хирихан өлкисигә қарашлиқ баң сапан наһийәсиниң деңиз қирғиқидин 32 киломитир йирақлиқта чарлаш әснасида қаттиқ боранға дуч кәлгән болуп, боранда ичигә су кирип кәткән парахотниң електр системисида кашила чиқиши сәвәбидин парахотниң чөкүп кәткәнлики билдүрүлгән иди.

алақидар мәсуллар, тайланд қолтуқида өрүлүп чүшкән парахоттики кишиләрниң һәммисиниң йетәрлик қутқузуш кийими йоқлуқини етирап қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر