җәнубий африқада нефит аптомобили партлап 15 киши җенидин айрилди

җәнубий африқа җумһурийитиниң җоһаннесбург шәһиридә шәнбә күни (2022-йили 24-декабир) бир нефит аптомобилиниң партлиши сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 15 кә чиқти.

1923605
җәнубий африқада нефит аптомобили партлап 15 киши җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа сәһийә министири җо фала байанат елан қилип, нефит аптомобили партлаш вәқәсидә йариланған бәш кишиниң җенидин айрилғанлиқини, буниң билән вәқәдә җенидин айрилғанлар саниниң 15 кә чиққанлиқини билдүрди.

у җенидин айрилған үч кишиниң шиддәтлик партлашниң бузғунчилиқиға учриған йеқин әтраптики дохтурханиниң хизмәтчилири икәнликини әскәртти.

дөләт ташйоллири идарисиниң байанатчиси симон зване партлашниң бәш километир йирақлиқтиму һес қилинғанлиқини қәйт қилди.

җоһаннесбургниң блоксбург районида көврүк астида қапселип қалған нефит аптомобили сүркилиш нәтиҗисидә от кетип партлиған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر