австирийә парламентида түркийәгә қарши тәклип рәт қилинди

австирийә парламентида «түркийәниң чегра һалқиған һәрбий һәрикәтлирини әйибләш» нишан қилинған тәклип рәт қилинди.

1922706
австирийә парламентида түркийәгә қарши тәклип рәт қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: австирийәдә, сотсийал демократлар партийәси парламентқа түркийәгә қарши тәклип сунди.

тәклиптә, һөкүмәттин түркийәниң сүрийә вә ирақтики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши һәрбий һәрикәтлирини әйибләш тәләп қилинди.

мәзкур тәклип, һакимийәт бешидики оңчил хәлқ партийәси вә йешиллар партийәси тәрипидин парламентта өткүзүлгән аваз ташлашта рәт қилинди. тәклип рәт қилинғандин кейин, террорлуқ тәшкилати тәрәпдарлири, йешиллар партийәси баш мәркизиниң алдида намайиш өткүзди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر