7 – г гуруһи: украинаға давамлиқ йардәм беримиз

7 – г гуруһи дөләтлири украинаға давамлиқ йардәм беридиғанлиқлирини җакарлиди.

1922966
7 – г гуруһи: украинаға давамлиқ йардәм беримиз

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири, канда, фирансийә, италийә, йапонийә, әнглийә вә германийәдин тәшкил тапқан 7 – г гуруһи дөләтлири, русийәниң 24 – феврал (2022) украинаға қозғиған урушини йәнә бир қетим әйиблиди вә урушниң қанчилик давамлишишидин қәтийнәзәр, украинаға давамлиқ йардәм беридиғанлиқлирини билдүрди.

7 – г гуруһи дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғиндин кейин елан қилинған байанатта, беларусийәдин русийәниң земинидин пайдилинишиға йол қоймаслиқи тәләп қилинди, беларусийә русийә қозғиған урушқа биваситә дахил болған тәқдирдә, беларусийә һөкүмитиниң еғир бәдәл төләйдиғанлиқи қәйт қилинди.

7 – г гуруһи дөләтлириниң техиму көп кишиләрниң һайатини қоғдап қелиш үчүн украинаниң һәрбий вә мудапиә әслиһәлиригә, болупму һава мудапиәсигә болған җиддий еһтийаҗини қандуруш тоғрисида йәнә бир қетим күч чиқиридиғанлиқи тәкитләнди.

украина пирезиденти володимир зеленискиниң адил вә узақ муддәтлик тинчлиқни тәшвиқ қилиш тиришчанлиқлирини қизғин қарши алған 7 – г гуруһи дөләтлири, русийәни һуҗумни тохтитишқа һәмдә қисимлирини украинаниң барлиқ земинлиридин пүтүнләй вә шәртсиз чекиндүрүшкә чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر