голландийә баш министири дөлитиниң қуллуқ түзүми тарихидин кәчүрүм сориди

голландийә баш министири марк рутте һөкүмитигә вакалитән дөлитиниң қуллуқ түзүми тарихи вә қул содисидики роли үчүн рәсмий йосунда кәчүрүм сориди.

1921243
голландийә баш министири дөлитиниң қуллуқ түзүми тарихидин кәчүрүм сориди

түркийә авази радийоси хәвири: баш министир марк рутте голландийә дөләтлик архипханисида өткүзүлгән мурасимда сөз қилип, өз дөлитиниң қуллуқ түзүми тарихи вә қул содисидики роли үчүн һөкүмитигә вакалитән кәчүрүм сориди.

марк рутте, «әсирләр бойи нурғун кишиләр голландийә дөлити намидин таварлаштурулди, екиспилататсийә қилинди вә хорланди. голландийә дөлити тәрипидин әсирләр бойичә инсанларниң иззәт-һөрмити айақ- асти қилинди» деди.

марк рутте қуллуқниң инсанийәткә қарши җинайәт тәшкил қилидиғанлиқини тәкитләп: «милйонлиған кишиләр бу җинайәтниң азабиға  дучар болди вә һазирму азабини чекиватиду, голландийә чоқум өзиниң йәлкисигә чүшкән қисмини қобул қилиши керәк» деди.

рутте илгирики һөкүмәтләрниң дөләтниң қуллуқ түзүми тарихини етирап қилишта йетәрсиз қалғанлиқини әскәртип: «голландийә һөкүмитигә вакалитән кәчүрүм сораймән» деди.

баш министир рутте қуллуқ тарихиға болған тонушни өстүрүш үчүн һөкүмәтниң 200 милйон йавро мәбләғ аҗритидиғанлиқини тәкитлиди.

қуллуқ түзүминиң бикар қилинғанлиқиниң 150 - йиллиқи мунасивити билән, голландийәдә 2023 - йилини «қуллуқни хатириләш йили» дәп елан қилиш ойлишилмақта.

җәнубий америка вә африқаниң деңиз бойи районлирида мустәмликә һакимийәт қурған голландийә, 16 - әсирниң ахирида «атлантик окйан» районида қул содисини башлиған вә йавропа 17 - әсирниң оттурилирида «алтун дәвр» игә қәдәм қойған мәзгилләрдә җәнубий америка – йавропа оттурисидики қул содисиниң әң муһим актийорлириниң биригә айланған болуп, 1863 - йили қул содисини рәсмий чәклигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر