американиң аризона иштатиға кетиватқан йолучи айропиланида 36 йолучи йариланди

американиң аризона иштатидин һавайниң пайтәхти һонолулуға кетиватқан йолучи айропилани еғир давалғушқа учрап, 36 йолучи йариланди.

1920685
американиң аризона иштатиға кетиватқан йолучи айропиланида 36 йолучи йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: америкадики йәрлик вә дөләтлик таратқуларда орун алған хәвәрләргә асасланғанда, һонолулу айродоромиға тәхминән 30 минут қалғанда айропилан кәм учрайдиған еғир давалғушқа дучар болүп, айропиландики 278 йолучи вә 10 хадимдин  11 нәпири еғир, җәмий 36 киши йариланған.

һавай авиатсийәси ширкитиниң тивиттерда һәммбәһирлигән учурида, айродоромда йариланғанларға дәсләпки тиббий йардәмләрниң берилгәнлики, бәзи йолучиларниң тездин йәрлик дохтурханиларға йолланғанлиқи билдүрүлди.

һонолулудики йәрлик дохтурханиниң җиддий қутқузуш хадимлири 14 айлиқ бир бовақниму өз ичигә алған 36 йаридардин бәзилириниң бешидин еғир йариланғанлиқини, йәнә бәзилиридә кеск, ишшиқ, көңли айиниш вә худини йоқутуш әһваллири көрүлгәнликини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر