русийә украинаниң пайтәхти кийевни  бомбардиман қилди

украинаниң пайтәхти кийев шәһәрлик һөкүмәт башлиқи витали кличко, әтигәндила пайтәхтниң бәзи җайлирида партилаш авазлири аңланғанлиқини билдүрди.

1920553
русийә украинаниң пайтәхти кийевни  бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: кличко телеграмма һесабидики йазмисида, шәһәрдә партилаш йүз бәргәнликини билдүрүп, «пайтәхтниң соломйанскй вә шевченкивиский районида нурғун санда партлаш авазлири аңланди» деди

киличко һуҗумда кийевдики муһим ул әслиһәләрниң зийанға учриғанлиқини тәкитләп, «кийевда адәм өлүш вәқәси көрүлмиди, җиддий қутқузуш хадимлири вә қутқузуш әтрәтлири хизмитини давамлаштурмақта» деди.

кийев районлуқ һәрбий ишлар идарисиниң башлиқи олексий кулебаму иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән учурида, русийә армийәсиниң әтигәндә кийевға учқучисиз айропилан  билән һуҗум қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر