зеленский русийәниң башқурулидиған бомба террорлуқи елип бериватқанлиқини ейтти

украина пирезиденти володимир зеленский русийәниң һуҗумлирида енергийә ул әслиһәлириниң бузулуши сәвәбидин нурғун районларда ток үзүлүп қелишниң давамлишиватқанлиқини, әң көп түк үзүлүп қилишниң кийевда йүз бериватқанлиқини билдүрди.

1920304
зеленский русийәниң башқурулидиған бомба террорлуқи елип бериватқанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: зеленский телеграмма һесабида һәмбәһирлигән синлиқ учурида, русийә қисимлириниң җүмә күни украинаниң нурғун районлириға башқурулидиған бомба һуҗуми қилғанлиқини, һуҗумда енергийә линийәлириниң бузулғанлиқини ейтти.

украинаниң нурғун районлирида су вә ток мулазимити билән тәминләштә қийинчилиқ барлиқини байан қилған зеленский: «кийевда вәзийәт начар. виннитсийә ливив вә униңға тәвә районлардиму шундақ» деди.

зеленский һава мудапиә системиси мәсилисидә иттипақдашларниң техиму көп йардимини үмит қилидиғанлиқини тәкитләп, «бу арқилиқ русийәниң террорлуқиниң асаслиқ шәкли болған (башқурулидиған бомба террорлуқи) мумкин болмайдиған һалға келиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر