б д т: ливандики сүрийәликләр инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливандики 90% сүрийәлик мусапирниң һайат қелиш үчүн инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ икәнликини билдүрди.

1920130
б д т: ливандики сүрийәликләр инсанпәрвәрлик йардимигә моһтаҗ

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар мәһкимиси, б д т дунйа йемәк - ичмәк  пирограммиси вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати балилар фонди җәмийитиниң бирләшмә байанатида, ливандики қийинчилиқи бар аилиләрни давамлиқ қоллаш вә қоғдаш тәләп қилинди, һәмдә ливандики сүрийәлик мусапирларниң йил бойи  начар вәзийәтни баштин кәчүргәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «сүрийәликләрниң турмуш шараити давамлиқ йаманлашмақта. нурғун кишиләр үчүн һәтта асаслиқ лазимәтликләрму йәтмәйватиду.»

рәсмий санлиқ мәлуматларға қариғанда, ливанда йашаватқан сүрийәлик мусапирларниң сани 1 милйон 500 миң әтрапида икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر