антонийо таҗани: түркийә, хитай вә америка техиму көп бесим ишлитип урушни тохтишиши керәк

италийәниң муавин баш министири вә ташқи ишлар министири антонийо таҗани украина-русийә урушида урушни тохтитиш вә сөһбәтни башлаш үчүн, түркийә, хитай вә американиң техиму көп бесим ишлитиши керәкликигә ишинидиғанлиқини ейтти.

1918672
антонийо таҗани: түркийә, хитай вә америка техиму көп бесим ишлитип урушни тохтишиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: антонийо таҗани фирансийәниң пайтәхти парижда өткүзүлгән «украина хәлқи билән иттипақлиқ» йиғиниға қатнашти вә италийә мәтбуатлириға бәргән байанатида, «әпсуски украинада тинчлиқ анчә йеқин әмәс, әмма һәргиз үмидсизләнмәсликимиз лазим. русийәниң украинаға қарши бундақ сараңларчә урушни давамлаштуралмайдиғанлиқини чүшинип йетиши үчүн чоқум тиришишимиз вә барлиқ зөрүр ишларни қилишимиз керәк. биз бу урушниң украинаниң мустәқиллиқини асас қилған бирдинбир һәл қилиш чариси билән балдуррақ ахирлишишини үмид қилимиз» деди.

таҗани тинчлиқ сөһбитиниң упуқта көрүнүватқан йаки көрүнмәйватқанлиқи һәққидики соалға қарита, һәр хил учришишларни қолайлаштуруш керәкликини оттуриға қойуп: «мән түркийә, хитай вә американиң урушни тохтитиш вә сөһбәтни башлаш үчүн техиму көп бесим ишлитиши керәкликигә вә шундақ қилалайдиғанлиқиға ишинимән» деди.

антонийо таҗани русийәниң  бу җәһәттә запорижйа йадро електр истансисиға мунасивәтлик биринчи қәдәмни бесиш арқилиқ сигнал берәләйдиғанлиқини ейтти.

таҗани италийәниң украинадики пуқраларға йардәм бериштә өз мәсулийитини ада қилишқа тәййар икәнликини вә 10 милйон йавро аҗритидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر