кабулдики хитай меһманханисиға қилинған һуҗуминиң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түнүгүн (2022-йили 12-декабир) афғанистанниң пайтәхти кабулда хитай меһманханисиға қилинған қораллиқ вә бомбилиқ һуҗуминиң җавабкарлиқини террорлуқ тәшкилати даеш өз үстигә алди.

1918254
кабулдики хитай меһманханисиға қилинған һуҗуминиң җавабкарлиқини даеш өз үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: террорлуқ тәшкилати даеш иҗтимаий таратқу һесаблиридин елан қилған байанатида, кабулниң нәв районидики хитайларкөп чүшидиған меһманханиға қилинған һуҗумниң җавабкарлиқини өз үстигә алидиғанлиқини уқтурди.

йәнә бир тәрәптин, кабулдики җиддий қутқузуш дохтурханисиниң байанатида, һуҗумда йариланған 18 киши вә 3 җәсәтниң дохтурханиға елип келингәнлики билдүрүлди.

талибан вақитлиқ һөкүмити байанатчиси забиһуллаһ муҗаһит иҗтимаий алақә торида һәмбәһирлигән йазмисида, кабулниң нәв районидики хитай меһманханисидин чәт әлликләрниң қутқузувелинғанлиқини, икки чәт әл пуқрасиниң меһманхана деризисидин сәкрәп  қечиш җәрйанида йариланғанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر