америка бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г му пайдилинидиған мәбләғни қисти

америка қошма иштатлири дөләт мудапиәси хамчоти лайиһәсидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г му пайдилинидиған мәбләғдин 18 милйон доллар қисти.

1916725
америка бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г му пайдилинидиған мәбләғни қисти

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлириниң 2023 – йиллиқ дөләт мудапиәси хамчоти лайиһәсииниму өз ичигә алған вә авам палатасида қобул қилинған  дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәсиидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г му пайдилинидиған даешқа қарши күрәштә ишлитилидиған мәбләғниң ирақ қисмидин 35 милйон 811 миң доллар, сүрийә қисмидин болса 18 милйон 368 миң доллар қисилди.

америка авам палатаси, 858 милйард долларлиқ дөләт мудапиәси хамчотиниму өз ичигә алған дөләт мудапиә һоқуқи қанун лайиһәсиини 80 гә қарши 350 аваз билән мақуллап, тәстиқлиши үчүн кеңәш палатасиға йоллиди.

ирақ вә сүрийәдә даешқа қарши күрәш даирисидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниму өз ичигә алған америка қошма иштатлириниң шериклиригә берилиши үчүн тәләп қилинған 541 милйон 692 миң долларлиқ мәбләғниң 487 милйон 513 миң долларлиқ қисми тәстиқланди. лайиһәдә, бу омумий мәбләғгә  15 милйон 413 миң долларлиқ пул пахаллиқи пәрқиниң қошулғанлиқи, омумий сомминиң 502 милйон 926 миң долларға өстүрүлгәнлики көрүлди.

бу қанун лайиһәсидә, «украина бихәтәрлик йардәм тәшәббуси» ни қоллаш үчүн 800 милйон доллар, американиң йавропадики һәрбий паалийәтлирини қоллаш үчүн 6 милйард доллар мәбләғ аҗритилди.

түркийәгә « F-16» типлиқ уруш айропиланлири сетилишини чәкләйдиған маддилар, қанун лайиһәсиниң ахирқи нусхисидин чиқириветилгәниди.

кеңәш палатасиниңму бу қанун лайиһәсини  қисқа вақит ичидә  тәстиқлап, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинға йоллиши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر