украина шәрқий африқа дөләтлиригә ашлиқ йоллашни башлиди

украина узундин буйан қурғақчилиқни баштин көчүриватқан шәрқий африқа дөләтлиригә тунҗи қетим ашлиқ йоллашни нашлиғанлиқини елан қилди.

1915168
украина шәрқий африқа дөләтлиригә ашлиқ йоллашни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: украинаниң ефийопийә пайтәхти әддис- әбебәдә турушлуқ әлчиханиси африқаға ашлиқ тошуған тунҗи парахот тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, африқаға ашлиқ тошуған тунҗи парахотниң җибутиға йетип кәлгәнлики билдүрүлди.

байанатта ашлиқ йәткүзүшниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати дунйа ашлиқ пирограммисидин мустәқил һалда әмәлгә ашурулғанлиқи, келәр һәптә ефийопийә вә сомалиға ашлиқ әвәтилидиғанлиқи  уқтурулди.

украина пирезиденти володимир зеленский ашлиқ йөткәшниң ефийопийә, җәнубий судан, сомали, конго, кенийә вә йәмән қатарлиқ йемәк-ичмәк мәсилисигә дучар болуватқан дөләтләргә йардәм болидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر