мәһмуд аббас: йеңи тәшкиллиниш алдида турған исраилийә һөкүмитини мәғлуб қилишимиз керәк

пәләстин пирезиденти мәһмуд аббас йеңи тәшкиллиниш алдида турған исраилийә һөкүмитини мәғлуб қилиш үчүн тиришиш керәкликини билдүрди.

1914693
мәһмуд аббас: йеңи тәшкиллиниш алдида турған исраилийә һөкүмитини мәғлуб қилишимиз керәк

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA» ниң хәвиридә, аббасниң рамаллаһ шәһиридики пирезидентлиқ мәркизидә фәтих һәрикити инқилаби кеңиши 10 - нөвәтлик йиғининиң ечилиш мурасимида нутуқ сөзлигәнлики билдүрүлди.

мәһмуд аббас йеңи тәшкиллиниш алдида турған исраилийә һөкүмитигә қарши турушниң зөрүрлүкини тилға елип, пәләстинликләрниң өз һоқуқи вә иттипақлиқиға садиқ болған һалда қаршилиқ көрситиш һәрикитини қоллишини тәләп қилди.

мәһмуд аббас өзгириш җәрйани тәрәпкә диққәтләрни тартип, «дунйа вә райондики өзгиришләрниң нәтиҗисидә, биз интайин мүшкүл вә сәзгүр җәрйанни баштин кәчүрмәктимиз. бу җәрйан хәлқимизниң барлиқ пәрзәнтлири, башқурғучилири билән бирликтә пәләстин мәсилисини қоллайдиғанларниң мүрини мүригә тирәп иттипақлиқ ичидә болушини тәләп қилиду» деди.

мәһмуд аббас исраилийәдә тәшкиллиниш алдида турған йеңи һөкүмәт тоғрисидики көз қарашлирини ортақлишип йәнә мундақ деди: «бу йеңи кабинетқа исраилийәдики әң қаттиқ ашқунлар қатнашмақчи. биз бу һөкүмәттин техиму көп қанунға хилап қилмиш, һуҗум вә җинайәтләрни мөлчәрлийәләймиз. шуңа һәммимиз бирликтә бу һөкүмәткә қарши туруп, ниқабини ечип ташлимиз вә мәғлубийәткә дучар қилиш үчүн тиришишимиз лазим»

аббас ахбарат, сийасәт вә дипломатийә қатарлиқ саһәләрдики хизмәтләрниң муһимлиқини әскәртти. хәлқаралиқ тәшкилатларға қатнишиш тиришчанлиқини давамлаштуридиғанлиқини вә толуқ әзалиқ үчүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға йәнә баридиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر