норвегийә: түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш һоқуқи бар

норвегийә баш министири җонас гаһр сторе түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш һоқуқи барлиқини ейтти.

1913234
норвегийә: түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш һоқуқи бар

түркийә авази радийоси хәвири: сторе, германийә баш министири олаф шолз билән пайтәхт берлинда өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, бир мухбирниң, түркийәниң чегра һалқиған һәрбий һәрикәтлири һәққидә сориған соалиға қарита, түркийәниңму бихәтәрлик тәһдитлиригә тақабил турушиға һөрмәт қилидиғанлиқлирини, әмма барлиқ тәрәпләрниң сүркилишкә йол ачидиған һәрбий һәрикәтләрдин сақлинишини үмид қилидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «бир тәһдит оттуриға чиққан чағда, түркийәниң терроризмға қарши  күрәш қилиш һоқуқи бардур.»

норвегийәниң шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болушини қоллайдиғанлиқини тәкитлигән сторе, бу икки дөләтниң әза болуши билән йавропаниң коллектип бихәтәрликкә еришидиғанлиқини қәйт қилди .

у йәнә, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң барлиқ әзалириниң шиветсийә билән финландийәниң әзалиқ илтимасиниң тәстиқлинишини күтүватқанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر