венгирийә: шиветсийә билән финландийәниң натоға әзалиқини 2023 – йили музакирә қилимиз
венгирийә баш министири виктор орбан шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати- натоға әзалиқи мәсилисиниң венгирийә парламентиниң 2023 – йилиниң дәсләпки йиғинида музакирә қилинидиғанлиқини ейтти.
1911190
түркийә авази радийоси хәвири: орбан, венгирийәниң шиветсийә билән финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әзалиқини қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «венгирийә фииландийә билән шиветсийәниң натоға әзалиқини қоллимақта. парламентимиз бу мәсилини келәр йилниң дәсләпки йиғинида күнтәртипкә киргүзиду.»
игилинишичә, венгирийә парламентиниң 2023 – йилллиқ дәсләпки йиғининиң феврал ейида чақирилиши пиланланмақта икән.
венгирийә һөкүмити даирилири илгири елан қилған байанатлирида, венгирийә парламентиниң шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болушини 2022 – йили тәстиқлайдиғанлиқини билдүргәниди.