исраилийәдә аптобус бекитидә йүз бәргән партлашта 7 киши йариланди

исраилийәдә ғәрбий қуддустики бир аптобус бекитигә йеқин җайда йүз бәргән партлашта 7 киши йариланди.

1909808
исраилийәдә аптобус бекитидә йүз бәргән партлашта 7 киши йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә аммиви тарқитиш ширкити (KAN) ниң хәвәр қилишичә, «вәқә сомкиға йошурунған бомбиниң партлиши нәтиҗисидә йүз бәргән» дәп тәхмин қилинған.

исраилийә җиддий қутқузуш идарисиниң байанатида, партлаш нәтиҗисидә аз дегәндә 7 кишиниң йариланғанлиқи, улардин 2 кишиниң әһвалиниң еғир икәнлики билдүрүлди.

нәқ мәйданға нурғун санда сақчи әвәтилди. партлашқа алақидар тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر