америкада қар борини апити сәвәбидин 3 киши қаза қилди

американиң нйуйорк истатиниң ғәрбий вә шималий районлириға зор тәсир көрсәткән қар борини апити сәвәбидин 3 киши қаза қилди.

1908658
америкада қар борини апити сәвәбидин 3 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нйуйоркниң болупму буффало шәһиридә еғир тәсир көрсәткән қаттиқ қар йеғиш турмушни паләч һалға чүшүрүп қойди.

җүмә күни кәчтин буйан йағқан қарниң қелинлиқи нурғун районларда 1.8 метирдин ешип кәтти, аптомобиллар йолларда қалди.

шәһәрдә 2 киши қар борини апити сәвәбидин йүрәк санҗиқи тутуп қаза қилди.

индиана иштатиға қарашлиқ һамләт йезисида 1 киши аптомобили қар йиғиндисиға соқулуп петип қилиши сәвәбидин қаза қилди.

нйуйорк валийси кәйти һочул америка пирезиденти җо байдиндин «федератип җиддий һаләт» елан қилишини тәләп қилидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر