һиндонезийәниң җава иштатидики йәр тәврәштә 46 киши җенидин айрилған

һиндонезийәниң ғәрбий җава иштатида йүз бәргән 5.6 бал йәр тәврәштә әң аз дегәндә 46 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, 700 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

1908933
һиндонезийәниң җава иштатидики йәр тәврәштә 46 киши җенидин айрилған

түркийә авази радийоси хәвири: америка геологийәлик тәкшүрүш идариси (USGS) җиранҗаң шәһириниң ғәрбий җәнубиға 18 километир келидиған җайда йәрдин 10 километир чоңқурлуқта 5.6 бал йәр тәвригәнликини елан қилди.

район мәсули херман сухермән йәр тәврәштә әң аз дегәндә 46 кишиниң җенидин айрилип, 700 кишиниң йариланғанлиқини елан қилди.

йәр тәврәштин кейин, деңиз ташқи агаһландуруши берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر