нигерийәниң җәнубида биафра тәшкилатиға зәрбә берилди

нигерийәниң җәнубиға җайлашқан имо иштатида террорлуқ тәшкилати елан қилинған биафра (Biafra) йәрлик хәлқлириниң (IPOB) 13 әзаси етип өлтүрүлди.

1907764
нигерийәниң җәнубида биафра тәшкилатиға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә дөләт мудапиә министирлиқиниң ахбарат ишлириға мәсул әмәлдари муса данмадами йазма байанат елан қилип, армийәниң имо иштатида террорлуқ тәшкилати биафра йәрлик хәлқлиригә қарши һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини билдүрди.

у һәрбий һәрикәтләрдә террорлуқ тәшкилатиға әза 13 террористниң етип өлтүрүлгәнликини, алтә террористниң тутулғанлиқини әскәртти.

у һәрбий һәрикәтләрдә, дөләт сайлам комитетиниң йүтүп кәткән сайлиғучиларниң тизимлики сақланған аппаратниң тепилғанлиқини, 19 данә һәр хил қорал вә муһим оқ-дориларниң қолға чүшүрүлгәнликини қәйт қилди.

нигерийәниң җәнубида пат-пат террорлуқ тәшкилати биафра йәрлик хәлқлириниң һуҗумлири йүз бериду. тәшкилатниң 14-нойабир (2022) имо иштатида пәйда қилған һуҗумида бәш киши җенидин айрилған иди. 1967-йили биафра дөлитини қуруш үчүн йүз бәргән ички урушта нурғун киши җенидин айрилған иди.

нигерийәниң җәнубида 1967-йили қурулған биафра җумһурийити, ички уруш нәтиҗисидә қайтидин нигерийәниң һөкүмранлиқиға өткән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر