ирандики намайишқа қатнашқанлиқи үчүн өлүм җазаси берилгәнләрниң сани  иккигә йәтти

иранда маһса әмини намайишиға қатнашқанларға қаритилған сотта, йәнә бир кишигә өлүм җазаси берилди.

1906967
ирандики намайишқа қатнашқанлиқи үчүн өлүм җазаси берилгәнләрниң сани  иккигә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири:  пайтәхт теһранда маһса әмининиң нәзәрбәнттә қаза қилишидин кейин башланған намайишларға қатнашқан вә «исйан чиқириш» билән әйибләнгән нурғун сандики намайишчиларни сотлаш давам қилмақта.

теһран инқилаби сот мәһкимиси йәнә бир кишини өлүм җазасиға һөкүм қилди.

иран әдлийә оргиниға қарашлиқ мизан хәвәр агентлиқиниң хәвиридә, «әдлийә оргини башлиқи ғулам һүсәйин мухсин әҗиниң буйруқиға бинаән тәкшүрүш җәрйани тез сүрәттә башланған, адаләт вә қанун асас қилинған, җавабкарларни сотлаш хизмәтлири давамлашмақта» дейилди.

йәкшәнбә күни (13-нойабир) теһран инқилаби сот мәһкимиси тәрипидин сотланған гумандарлардин бирсиниң өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқи, 5 гумандарниң 5 йилдин 10 йилғичә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи әскәртилгән хәвәрдә, теһран инқилаби сот мәһкимисиниң йәнә бир намайишчиға «қорал әмәс, үскүнә (пичақ кәлтәк) ишләткән, қорқунч вә ғәзәп-нәпрәтни кәлтүрүп чиқиридиған шәкилдә дөләткә уруш ачқан» дегән әйибләш билән өлүм җазаси бәргәнлики билдүрүлди. әмма, гумандарниң кимлики һәққидә һечқандақ мәлумат берилмәстин, бу җазаға қарши алий сотқа әрз суналайдиғанлиқи уқтурулди.

бу қарар билән, маһса әмини намайишиға қатнашқанлиқи үчүн өлүм җазасиға һөкүм қилинғанларниң сани икки кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر