украина: NASAMS  һава мудапиәси системилирини тапшурувалдуқ

украина дөләт мудапиә министири олексий резников NASAMS  вә аспайд һава мудапиәси системилирини тапшурувалғанлиқлирини ейтти.

1903403
украина: NASAMS  һава мудапиәси системилирини тапшурувалдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: резников, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, дөлитигә йеңи һава мудапиәси системилириниң кәлтүрүлгәнликини әскәртти, һәмдә бу һәқтики йардәмлири үчүн норвегийә, америка қошма иштатлири вә испанийәгә миннәтдарлиқ билдүрүп мундақ деди: « NASAMS вә аспайд һава мудапиәси системилирини тапшурувалдуқ. бу қорал – йарағлар украина армийәсини көзгә көрүнәрлик дәриҗидә қудрәт тапқузиду, һәмдә һава тәвәликимизни техиму бихәтәр һалға калтүриду. бизгә һуҗум қиливатқан дүшмәнниң нишанлирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر